Kredity
PERFORMING ARTISTS
Дервиши
Performer
COMPOSITION & LYRICS
Д. Бахаров
Composer
А. Долятов
Songwriter
Texty
Қизил лалә гүл лалә Һәй есил лалә
Күн нүрида тавлинип сән ечил лалә
Шатлиғим сән күлкәм сән, сән өзәң мениң
Сән ечилсаң баһарда, бағлар гүлзарә
Қанчә жанлар ишқиңда, мәшрәп диванә
Көйүп сениң отуңда болур вәйранә
Ашиқ жанлар күлүшүп хошал яйришип
Сени қисип қулаққа қилур сәйланә
Қайтурмиси:
Гүл гүл хумарим сән
Лалә арминим сән
Һәй лалә сени мән
Күйләп өтимән
Қәлбим сөйгиним сән
Өзәң көйгиним сән
Һаятта өтсәм мән шу ярим билән
Яр кәлгинә алдимға сән болуп лалә
Үзлүриңдин нур яғсун әйлимә налә
Нимә арман яшисам гүлдәк яшнисам
Амда кәштә нигарни мән сөйүп лалә
Яшлиғиң мән мән сениң дилар зиядә
Ашиғиң мән ләвлириң ғунчә пиалә
Мән ошумни йоқаттим сениң ишқиңда
Әркиләйсән қучақта өзәң гүл лалә
Қайтурмиси:
Гүл гүл хумарим сән
Лалә арминим сән
Һәй лалә сени мән
Күйләп өтимән
Қәлбим сөйгиним сән
Өзәң көйгиним сән
Һаятта өтсәм мән шу ярим билән
Written by: А. Долятов, Д. Бахаров

